كىتاب ئىسمى ЋӘЌИЌӘТНИЅ ЕЛАНИ
ئاپتورى Муһәммәд Йүсүп
نەشر قىلغان ئورۇن алмута
نەشر قىلىنغان ۋاقتى Алмута, 2016
ھەجمى 1.2MB
بەت سانى 105
چۈشۈرۈش چۈشۈرۈش

ТӘРҖИМАНДИН

Йеқинқи жиллардин буянқи Оттура Азиядики йеңидин мустәқил болған мусулман мәмликәтләрдә жүргүзүлгән етиқат әркинлиги сәяситиниң кәңчилиги астида Ислам дини қайтидин нур чечип, мусулман хәлқимиз өзлириниң миң жилдин бери етиқат қилип кәлгән Исламий етиқатлирини йеңидин риваҗландуруватқан мошу пәйттә, бу районларға дунияниң һәрқайси җайлиридин кәлгән христиан, йәһудий вә башқа динларға тәрғип қилидиған дәвәтчиләр тәрәп-тәрәпләрдә өзлириниң динлирини тарқитип, мусулман хәлқиниң Исламий етиқатини суслаштуруп, уларни мусулманлиқтин чиқириш үчүн барлиқ күчи билән тиришмақта. 70 жилдин көпирәк вақит дәвир сүргән коммунистик түзүмниң бесими астида Ислам дининиң диний етиқат принциплирини үгиниш вә үгитиштин мәрһум қалған, шундақла диний чүшәнчидин жирақлишип қалғанлиқтин, қайсисиға әгишиш вә немә қилишлирини билмәй қаймуқуп қалған бу хәлиқләрниң чирайлиқ вәдиләр, маддий ярдәмләр вә мәхсус тактикилар билән өзлиригә җәлип қилиш, андин буларни Исламий етиқаттин пүтүнләй жирақлаштуруп, йерим йолда ташлап қоюштин ибарәт сәясәтлирини әмәлгә ашурушлири үчүн вақитни пурсәт билгән һәрқайси динларға, хусусән христиан диниға, чақиридиған дәвәтчиләр өзлириниң батил диниға кишиләрни тәрғип қилидиған барлиқ васитә вә чарилирини қолланмақта вә мусулманларни, болупму яш әвлатларни мусулманлиқтин чиқирип, өз динлириға чоқундурғиниға охшаш бәзи нәтиҗиләрниму қазанмақта. Ана Вәтәндиму уларниң тәсири аз әмәс. Һәқиқәтән, бу Оттура Азиядики мусулман хәлиқләр үчүн, шундақла пүтүн Ислам дунияси үчүн ечинишлиқ бир иштур.
Шуниму ениқ билиш керәкки, мусулманларни һәрқайси батил динларға чақириватқанларниң ортақ ғайиси бу хәлиқләрни өзиниң диний қериндашлиридин қилиш әмәс, әлвәттә. Бәлки у дүшмәнләрниң бирләшкән ғайиси вә орта муддиаси шуки, мусулманларни пикир вә етиқатида житим қалдуруш арқилиқ уларни өзлиригә беқиндуруш, бу арқилиқ чақмақ тезлигидә риваҗлиниватқан вә күчлиниватқан Ислам дининиң келәчәктә пүтүн дуния хәлқиниң ортақ диниға айлинип қелишиниң алдини елиштин ибарәт. Шуңа уларниң дәвәтлири мустәмиликичи чоң дөләтләрниң планлиши вә тәминлиши билән елип берилмақта. Чүнки һазир әң тез тарқиливатқан вә пүтүн дуния инсанлирини өзиниң һәқлиғи вә әқил мәнтиқигә уйғунлуғи билән қайил қилған дин бирла Ислам динидур. Мусулманларниң сани күндин-күнгә ашмақта. Ислам дининиң күнсири риваҗлиниватқанлиғини вә униңға етиқат қилғучиларниң көпийиватқанлиғини илим-пән тәрәққий қилған мәмликәтләрдә техиму ениқ көргили болиду. Мана мундақ вәзийәт Ислам диниға дүшмәнлик мәвқәсидә болған барлиқ батил диндикиләрни вәһимигә салмақта вә уларниң диққитини қозғимақта. Шуңа улар бу еқимни тизгинләш үчүн һәрхил ниқаплар астида Ислам диниға вә мусулманларға қарши сүйиқәстлирини жүргүзүшмәктә. Лекин улар бу сүйиқәстлири билән Ислам дининиң пүтүн инсанийәт ортақ етиқат қилидиған һәқ дин екәнлигигә зиян йәткүзәлмәйду. Улар пәқәт бир қисим мусулманларни алдап, уларни вақитлиқ қаймуқтуриду, халас.
Мусулманлиримизниң уларниң бу сирлиқ дозақлиридин қутулуп қелишиға вә өзлириниң Исламий етиқатлириниң нәқәдәр есил һәм һәқ екәнлигини биливелишиға бир васитә болуп қалар дегән үмүттә “Мусулманлиқ вә христианлиқ” дегән мавзуда бир китап йезип, мусулман қериндашлиримизға тәғдим қилиш үчүн көп издәндим. Христианларниң вә йәһудийларниң һәрқайси тилларға тәрҗимә қилип тарқатқан китаплирини, җүмлидин “Тәврат” вә “Инҗилларниң” әрәпчә, түркчә вә башқа йәрлик тилларға тәрҗимә қилинған нусхилирини оқуп чиқтим. Язмақчи болған китавимға мәнбә издәп Исламий китаплардин хелә китапларға мураҗиәт қилдим. Шу җәриянда һиндистанлиқ атақлиқ Ислам алими әллама Рәһмәтуллаһ Һиндийниң бу қиммәтлик әсәри билән тонуштум. Мениң издигәнлиримниң һәммисини мошу әсәрдә таптим. Шуниң билән бу әсәрни һазирқи заман уйғур тилиға тәрҗимә қилишқа бәл бағлидим, бу ишқа мени муйәссәр қилғанлиғи үчүн җанаби Аллаһқа чәксиз шүкүр ейтимән.
Бу әсәр әслидә төрт җилдтин тәркип тапқан чоң һәҗимлик әсәр болуп, 1989-жили Сәүдийә Әрәпстанида нәшир қилинип, тарқитилған. 1994-жили Сәүд Әрәпстаниниң пайтәхти Рияд шәһиридики “Падиша Сәуд университетиниң” устази доктор Муһәммәд Абдулқадир Мәлкавийниң қәлими билән мәзкүр әсәр бир җилдқа ихчамлинип, Сәүди Әрәпстани “Мәмликәтлик исламий вәқиф, дәвәт вә пәтива ишлар министрлиги” тәрипидин нәшир қилинған. Бу әсәрниң бу қетимқи ихчамланғандин кейинки нәшри төвәндики төрт бапни өз ичигә алиду:
1-Кона вә йеңи әһдә китаплириниң исимлири вә уларниң өзгәртилгәнлиги һәм әмәлдин қалғанлиғиниң испатлиниши.
2-Үчни бир гәвдә қилиш етиқатиниң хаталиғиниң испатлиниши.
3- «Қуръанниң» Аллаһниң сөзи вә мөҗүзә екәнлигиниң испатлиниши.
4-Муһәммәд әләйһиссаламниң һәқ Пәйғәмбәр екәнлигиниң испатлиниши.
Бу әсәрниң нами “Һәқиқәтни ашкарилаш, һәқиқәтни ечиш” болуп, ушбу тәрҗимидә “Һәқиқәтниң елани” дәп елинди.
Бу әсәрниң йезилиш тәртиви бойичә, алди билән кона вә йеңи әһдә китаплириниң қәстән өзгәртилишләргә ориши нәтиҗисидә Илаһи китаплиқ хусусийәттин чиқип кәткәнлиги, һәтта адәттики китапларға охшаш бир китап болуп қалғанлиғи тоғрилиқ тохтилиду. Андин «Тәврат» вә «Инҗиллар» қанчилик көп бурмилиниш вә қәстән өзгәртилишләргә учриған болсиму, йәнила бәзи һәқиқәтләрниң сақлинип қалғанлиғи йүзисидин бу китаплардики қеп қалған сөзләрни, йәни өзгәртилиштин сақлинип қалған аз сандики ибариләрни «Қуръан Кәримниң» һәқ китап вә Муһәммәд әләйһиссаламниң һәқ Пәйғәмбәр екәнлиги үчүн дәлил орнида нәқил қилиниду.
Бу әсәрни һазирқи заман уйғур тилиға тәрҗимә қилиш җәрияни мурәккәп җәриян болди. Бу китапта нәқил кәлтүрүлгән «Тәврат» вә «Инҗил» мәтинлирини һәрқайси тилларға тәрҗимә қилинған «Тәврат» вә «Инҗилларға» мураҗиәт қилиш арқилиқ әслигә селиштуруп чиқип андин тәрҗимә қилдим. «Тәврат» вә «Инҗиллардики» китапчиларниң вә шәхсләрниң исимлирниму һәрқайси тилларға тәрҗимә қилинған «Тәврат» вә «Инҗиллардики» исимларға мувапиқлаштурдум. Түркий тилларға тәрҗимә қилинған «Тәврат» вә «Инҗилларниң» мәтинлири “айәт” дәп тәрҗимә қилинған, амма мән «Тәврат» вә «Инҗилларниң» текстлирини “текст” дәп яздим. Чүнки “айәт” сөзи пәқәт Аллаһниң сөзлиригила қоллинилиду. Һалбуки, һазирқи «Тәврат» вә «Инҗил» мәтинлириниң көпинчисини Аллаһниң сөзи дәп пәрәз қилишқа болмайду. Зөрүр тепилған җайларға тирнақ () ичидә изаһәт бәрдим. Бәзи җайлардики изаһәтләрниң ахириға (т) ишарити қоюш арқилиқ униң тәрҗиманниң изаһити екәнлигини ипадилидим. Китапханларға техиму чүшинишлик болуш үчүн, бу әсәрдә иҗмалий берилгән тарихий вәқәликләрни ишәнчилик тарих китаплириға асасланған һалда кәңәйттим. Бу әсәрниң өз әйнин тәрҗимә қилиш үчүн, диққәт вә еһтиятчанлиқ билән иш көрдүм. Җанаби Аллаһтин бу әсәрниң мусулманларға мәнпийәтлик болушини вә меһнитимниң хали Аллаһ разилиғи үчүн болуп, қобул қилинишини сораймән.

Муһәммәд Йүсүп.
Миладийә 2000-жил 6-март.