كىتاب ئىسمى Ислам əхлақи
ئاپتورى Мәһәммәт Йүсүп
نەشر قىلغان ئورۇن 2010- жил 24- март
نەشر قىلىنغان ۋاقتى 2010- жил 24- март
ھەجمى 1.8mb
بەت سانى 135
چۈشۈرۈش چۈشۈرۈش

 


МУӘЛЛИПТИН

 


Бисмиллаһир рәһманир рәһим

(наһайити шәпқәтлик вә меһриван Аллаһниң исми билән башлаймән)

 


Әң гөзәл махташ вә әң есил мәдһийәләр аләмләрниң яратқучиси вә пәрвишчиси Аллаһ тәалаға хастур. Аллаһ тәалани чин жүрәктин мәдһийәләймән  вә униңға шүкүр қилимән. Һәқ динни бизләргә йәткүзгән сөйүмлүк пәйғәмбиримиз һәзрити Муһәммәд әләйһиссаламға дуруд, дуа вә салам йоллаймән. Униң аилә тавабатлириға, саһабилиригә вә та қиямәткичә униң йолида маңған қериндашларға бәхит саадәт тиләймән.

Һазирқи заман мусулманлириниң һәзрити Муһәммәд әләйһиссаламниң: «Мән пәқәт гөзәл әхлақларни толуқлаш үчүнла әвәтилдим» дегән сөзидә ипадисини тапқан, униң пәйғәмбәрлигиниң ғайиси қилинған исламий гөзәл әхлақларни үгинип, өзлирини ислаһ қилишқа вә мусулманлиғини толуқлаш арқилиқ қайтидин қәд көтиришкә нәқәдәр зор еһтияҗлиқ боливатқанлиғи һәммигә мәлум; чүнки бир милләтниң йүксилиши яки чөкиши униң әхлақиға бағлиқ иш. Мисирлиқ атақлиқ шаир Әһмәд Шәвқи мундақ дәп язған:

 


Әхлақ билән һәр милләт риваҗлинип давам етәр,

Айрилғанлар әхлақтин заваллиққа һаман кетәр.

 


Әхлақ әнә шундақ милләтниң тәғдирини бәлгиләйдиған муһим амил. Һөрмәтлик китапхан! Қолиңиздики «Ислам әхлақи» намлиқ бу әсәрни үч жилдин көпрәк вақит давамлиқ издиниш нәтиҗисидә тәйярлап чиқтим; бу әсәр уйғур тилида йезилған тунҗа әсәр болуши мүмкин чүнки өтмүшләрдики уйғур өлүмалири көплигән исламий әсәрләрни йезип қалдурған болсиму, уларниң мутләқ көп санлиғи өз әсәрлирини әрәпчә яки парсчә язған; пәқәт ХХ әсирниң башлиридин етибарән Абдуқадир Дамоллам вә униң шагирти Сабит Дамолламлар башчилиғидики мәрипәт юлтузлири  миллитимизниң дин вә дуниялиқ илим-мәрипәткә болған тәшналиғини қандуруш мәхсити билән әсәрлириниң бәзисини уйғур тилида йезип чиқип, ана вәтинимиздә уйғурчә исламий әсәрләрни барлиққа кәлтүргән вә хәлқимизниң еһтияҗини бир қәдәр қандурған болди.

Лекин иман билән бир қатарда туридиған ислам әхлақини үгинишкә хәлқимиз шунчә зор еһтияҗлиқ турсиму, әпсуски қедимдин һазирға қәдәр уйғур тилида ислам әхлақиға даир бирәр әсәр йезилип бақмиди. Мән бу әсәрдә һазирқи заман мусулманлири арисида түгәп кетиш ховпигә йолуққан вә улар зор еһтияҗлиқ боливатқан муһим әхлақий мәсилиләр үстидила тохталдим вә исламий гөзәл әхлақниң иман билән бир орунда туридиғанлиғини испатлашқа тириштим. Китавимни төвәндики төрт бөлүмгә айридим:

 


Биринчи бөлүм: әхлақ һәққидә умумий баян

Иккинчи бөлүм: бизниң әхлақий борчимиз.

Үчинчи бөлүм: гөзәл әхлақлар.

Төртинчи бөлүм: Начар әхлақ түрлири.

 


Бу китапни йезип чиқишта ислам дуниясидики әң нопузлуқ әсәрләр вә материаллардин пайдиландим. Китавимға әхлақ һәққидики әң ишәшлик вә мусулман өлүмалири оттурисида бирликкә келингән мәсилиләрни таллап алдим, бу китапниң чоң-кичик һәммигә аммибап вә чүшинишлик болуши үчүн тириштим. Җанабий Аллаһ тәаланиң бу аддий әмгигимни өз дәргайида қобул қилишини вә мусулман хәлқим үчүн мәнпәәтлик илимләр қатаридин орун елишини сораймән.

 


Мәһәммәт Йүсүп

2010- жил 24- март