كىتاب ئىسمى һалал-һарам
ئاپتورى Муһәмм әд Йүсүп
نەشر قىلغان ئورۇن МИР” нәшрияти
نەشر قىلىنغان ۋاقتى Алмута, 2015
ھەجمى 488 KB
بەت سانى 108
چۈشۈرۈش چۈشۈرۈش

Муқәддим ә
Наһайити шәпқәтлик вә меһриван
Аллаһниң нами билән башлаймән.
Барчә мәдһийә вә гөзәл махташлар аләмләрниң пәрвәрдигари
вә мөмүнләрниң мәдәткари җанаби Алла таалаға хастур. Алла
таалаға мәвҗудатниң саничә һәмду сана ейтимән. Һәқ дин-
ни инсанийәткә йәткүзүш арқилиқ уларни купри, залаләт вә
азғунлуқниң қараңғулуқлиридин қутулдуруп, иман, һидайәт вә
һәқиқәтниң нуриға йетәклигән сөйүмлүк пәйғәмбиримиз һәзрити
Муһәммәд әләйһиссаламға, униң аилә тавабиатлириға вә униң йо-
лини давамлаштуруп бизгичә йәткүзгән саһабилиригә, шундақла
та қиямәткичә һәқ йолда жүргән мөмүнләргә салам йоллаймән.
Инсан роһи дуниясини гөзәл әдәп-әхлақ билән зенәтлигәндила
җәмийәттә иш-һәрикити гөзәл, сөз-ипадиси гөзәл, муһити гөзәл
болалайду. Иппәт-һаялиқ, гөзәл ғайилик, қайтмас ирадилик, чи-
дам- ғәйрәтлик, сәвир-тақәтлик, тиришчан, сәмимий-садақәтлик,
кәмтар, ишчан, әпучан, мулайим, еғир-бесиқ, роһий дуния-
си мукәммәл адәм болалайду. Әксичә, әдәп-әхлақ тәрбийисигә
сәл қаралса гөзәллик сәтликкә, яхшилиқ яманлиққа айлинип,
өзгириду. Әхлақсиз адәм яман иш, яман хуй, яман илләтни адәткә
айландурувалиду. Мундақлар иш -һәрикити әски, сөзлири қопал,
беһая, пәскәш, номуссиз, виҗдансиз, рәһимсиз, сахтипәз, вапасиз,
ялғанчи, алдамчи, ач көз, нәпсанийәтчи, мәнмәнчи, чеқимчи, бе-
хил, җедәлхор .... қатарлиқ яман йолларға кирип қалиду. Нәтиҗидә,
аилиниң хатирҗәмлиги, җәмийәтниң тәртиви бузулиду. Шуңа ду-
ниядики барчә динлар әң авал кишиләрни гөзәл әхлақлар билән
4
зенәтлинишкә чақирип кәлгән. Мусулманларда болса, гөзәл әдәп-
әхлақ ибадәттин санилиду. Пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдистә:
“Мусулман адәм гөзәл әхлақи билән кечә ухлимай намаз оқуған
вә күндүзи роза тутқанниң совавиға еришәләйду” дәп көрсәткән.
Мусулманларниң улуқ дәстүри Қуръан Кәрим уларниң роһий ду-
ниясини йорутуп туридиған илаһий мәшъәлдур.
Мәрһум устаз Муһәммәд ғазали “Мусулманниң әхлақи”
намлиқ әсәридә мундақ дәп язиду: “Иман кишини пәсликтин
сақлиғучи вә улуқлуққа қозғатқучи күчтур. Өзлирини диндарлар-
дин санайдиған бир қисим кишиләр бәзи ибадәтләрни орунлап
қойғини билән тәләп қилинған әхлақий ибадәтләрни ада қилишқа
сәл қарайду. Буниң билән қилған ибадәтлиридин пайда алалмайду.
Бир адәм Пәйғәмбәр әләйһиссаламниң йениға келип, униңға: “Я
рәсуләллаһ! бир аял бар, у намаз оқуйду, роза тутиду вә сәдиқини
көп қилиду. Лекин хошнисиға тили билән әзийәт беридекән”
дегәндә, Пәйғәмбәр әләйһиссалам: “У дозаққа кириду” дегән. У
адәм йәнә: “Йәнә бир аял бар, намаз, розиси аз, сәдиқиниму аз
беридекән. Хошнисиға әзийәт бәрмәйдекән” дегәндә, Пәйғәмбәр
әләйһиссалам: “У җәннәткә кириду” дегән. Бу җавапта есил
әхлақниң қиммитигә алаһидә етивар берилгән. Йәнә бир һәдистә:
“Гөзәл әхлақ худди су қируни ериткәндәк хаталиқларни ерити-
ду. Начар әхлақ сиркә, һәсәлни бузғандәк һәммини бузиду” дәп
көрситилгән.
Демәк, инсанниң вуҗудида рәзиллик чоңқурлишип, яманлиғи
көпәйгәнсири, худди адәм кийимидин айрилғандәкла, дин-
диянәттин айрилип қалиду. Ихчамлап ейтқанда, әхлақ һәр қандақ
адәмниң дуния вә ахирәтлик ғәлибә яки мәғлубийитигә беваситә
тәсир көрситидиған муһим амил.
Һөрмәтлик китапхан! Қолиңиздики бу китап Оттура Азияди-
ки мусулман қериндашлиримниң тәливигә асасән йезилди. Әстә
қалдурушқа оңай болуши үчүн соал-җаваплиқ, чоң-кичик, диний
мәлумати бар яки йоқлар үчүн аммибаплиқ, чүшинишлик һәм их-
чам қилип тәйярланди.
Китапни йезишта улуқ дәстүримиз Қуръан Кәрим билән
Пәйғәмбәр әләйһиссаламниң әң ишәнчлик һәдисилиригә, ис-
лам дуниясида тонулған вә бирдәк етирап қилинған мәшһур
5
өлүмаларниң пикирлиригә асасландим.
Китапта баян қилинғанлар йемәк-ичмәкләрдики һалал
-һарамларни, мусулманларниң қилиши чәкләнгән гуна-
мәсийәтләрни вә ислам әхлақиға зит келидиған начар қилиқларни
өз ичигә алғанлиғи үчүн бу китапни “Ислам динидики һалал-
һарам, мусулманлар үчүн чәкләнгән ишлар” дәп аташни лайиқ
көрдүм.
Бу ишимниң Алла разилиғи үчүн болуп, қобул қилинишини
рәббимдин тиләймән. Оқурмәнләрниң пеқирниму дуалирида яд
етип қоюшини сораймән.
Ахирида, бу китапни көрүп чиқип, қиммәтлик пикрини бәргән
вә бәзи мавзуларни киргүзүшимни тәвсийә қилған савақдишим
– әзһәрий доктор Абдуләзиз Рәһмәтуллаға рәхмәт ейтимән. Бу ки-
тапни Қазақстанда йоруқ көрүши үчүн маддий ярдәмдә болған
кишиләргә Аллаһ рази болсун.
Муһәммәд Йүсүп.