наһайити шәпқәтлик, толиму меһрибан аллаһниң исми билән башлаймән. барчә мәдһийә вә әң мукәммәл махташлар аләмләрниң рәбби вә муминләрниң мәдәткари җанаби аллаһ таалаға хастур. аллаһ таалаға мәвҗудатниң саничә мәдһийә оқуп, уни махтаймән. һәқ динни инсанийәткә йәткүзүш арқилиқ уларни куфри вә азғунлуқниң қараңғулуқлиридин қутулдуруп, иман, һидайәт вә һәқиқәтниң нуриға йетәклигән, инсанийәтниң иптихарлиқ үлгиси сөйүмлүк пәйғәмбиримиз һәзрити муһәммәд әләйһиссаламға, униң аиләـ тавабиатлириға вә униң йолини давамлаштуруп бизләргичә йәткүзгән саһабилириға, шундақла та қиямәткичә һәқ йолда йүргән муминләргә аманлиқ тиләймән вә салам йоллаймән. пеқир көп вақиттин бери пәрзәнтлиримизгә динимизни әң оңай йол билән өгитидиған, ихчам вә мәзмунлуқ бир әсәр тәйярлашни ойлап кәлгән болсамму пурсәт тапалмай кәлгән идим. мана әмди җанаби аллаһниң ярдими билән бу әсәр вуҗудқа чиқти. бу әсәрни һазирғичә нәшр қилинған 32 парчә китабимниң қаймиқи яки меғизи дейишкә болиду. чүнки, бу әсәр һәрбир уйғурниң биливелиши интайин зөрүр болған мәсилиләрни наһайити ихчам вә мәзмунлуқ баян қилип бериду. һөрмәтлик китабхан! қолиңиздики "бизниң динимиз" намлиқ бу әсәр сизниң әқидә, ибадәт, әхлақ, қиммәт қараш, қаидә-йосун қатарлиқ мәсилиләрни әң тоғра вә мукәммәл чүшинивелишиңизға ярдәм қилиду. гәрчә бу уйғур өсмүрлиригә атап һазирланған болсиму, чоңлар үчүнму аммибап, чүшинишлик һәм ихчам бир оқушлуқтур. ата-анилардин бу әсәрни өзлири обдан оқуш билән биргә балиларға пишшиқ оқутушлирини вә уларға көпрәк ярдәмчи болушлирини сораймән. бу китаб бәш бабтин тәркиб тапқан болуп, улар: 1. бизниң иманимиз 2. бизниң әхлақимиз 3. бизниң ибадәтлиримиз 4. бизниң әқидимиз 5. бизниң қаидә-йосунлиримиз китабниң рәңлик қилинған җайлири ядлаш үчүн тәйярланған болуп, китабханларниң шу җайларни ядливелишини күчлүк тәвсийә қилимән. бу әсәрни бәзи хаталиқ вә сәвәнликләрдин халий дегили болмайду. китабханлиримиз вә алим-өлималиримизниң түзитиш беришини вә тәнқидий пикирлирини айимаслиқини сораймән. _ муһәммәд йүсүп һиҗрийә1446-йили җамадийәл ахир, миладийә2025-йили 21-январ. |